Фукаңдики көмүр кан вәқәсидә өлгәнләр сани 83 кә йәтти


2005.07.13

Уйғур аптоном райониниң фукаң наһийисидики шенлоң көмүркенида йүз бәргән газ партлаш вәқәсидә өлгәнләр сани 83 кә йәтти. Вәқәдә кан астидики 87 нәпәр ишчиниң аран 4 нәпири қутулған. Қутқузуш хадимлири чаршәнбә күни кан астидин икки ишчини елип чиққан.

Вәқә дүшәнбә күни сәһәрдә йүз бәргән иди. Даириләр вәқәни алдини алғили болидиған мәсулийәтсизлик вәқәси, дәп атиди. Дөләтлик бихәтәр ишләпчиришни назарәт қилиш идарисиниң башлиқи ли йиҗоңниң тәкитлишичә, фукаңдики шенлоң көмүркенида бихәтәрлик мәсилиси мәвҗут болуп, һазирға қәдәр бихәтәр ишләпчиқириш гуваһнамиси алмиған. Ли йиҗоң, көмүркан даирилирини қанун - түзүмгә хилап мәшғулат елип бериш, қалаймиқан башқуруш, көтүрүш иқтидаридин көп көмүр қезиш қатарлиқлар билән әйиплиди.

Игилишимизчә газ партлаш вәқәси йүз беришниң алдида кан астидики көмүр гезиниң қоюқлуқ дәриҗиси нормал өлчәмдин 6 һәссә ешип кәткән. Хитай дөләт кабинти фукаңдики көмүр кан вәқәсини тәкшүрүш гурупписи қурған болуп, тәкшүрүш гурупписи вәқәни " сақланғили болидиған мәсулийәтсизлик вәқәси," дәп әйиблигән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.