Ғулҗа наһийисидә йүз бәргән көмүр кан һадисисидә кан игисиниң мәсулийити сүрүштә қилинмиди
2007.10.16
Йеқинда ғулҗа наһийисидики бир көмүр канда һадисә йүз берип, кан қудуқи астидики 3 нәпәр кан ишчиси нәқ мәйданда өлгән.
Хитай хәвәр вастилириниң бу һәқтә бәргән хәвиридин ашкарилинишичә, хейлоңҗаңлиқ бир хитай содигәр мәбләғ селип өзгәрткән кан қудуқи астида қоғдиғучи тирәк муәссәси тошуватқан кан машиниси кан ичигә 15 метир ичкириләп киргәндә полат арқан үзүлүп кетип, машина үстидики 3 тонна еғирлиқтики қоғдиғучи тирәк муәссәсилири серилип чүшүп, шәрқий шималлиқ 3 нәпәр ишчи нәқ мәйданда қаза қилған.
Гәрчә, мәзкур канда йүз бәргән һадисә кан бихәтәрликини башқуруш тәдбирлириниң пухта елип берилмиғанлиқидин мәйданға кәлгәнлики ениқ болсиму, әмма мәзкур һадисә аптоном районлуқ көмүр кан бихәтәрликини мәмурий тәптиш қилиш вә назарәт қилиш идариси тәрипидин туюқсиз йүз бәргән вәқә кәлтүрүп чиқарған һадисә дәп бекитилип, хейлоңҗаңлиқ содигәргә һечқандақ мәсулийәт артилмиған.
Кан игисиниң көп пул хәҗләп мәсулийәттин қечиш чарисини қолланғанлиқини пәрәз қилған дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат решит әпәнди, уйғур елиниң мол көмүр записи буниңдин кейин пулдар хитай тиҗарәтчилириниң көмүр кан ечиш базисиға айлинидиғанлиқини, бихәтәрлик тәдбирлири елинмиған мәзкур канларда тирикчилик һәләкчиликидә йүргән ишсиз уйғур яшлириниң ишләшкә мәҗбур болидиғанлиқи, охшашла уларниң һаятиниңму һечқандақ қиммити болмайдиғанлиқини билдүрди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шинҗаң сақчи-әдлийә мәктипидә тоқунуш йүз бәрди
- Д у қ 11 - сентәбир вәқәси мунасивити билән баянат елан қилди
- Хитай, уйғур елидики алтун байлиқлирини қезивелиш қәдимини тизләтмәктә
- Ваң лечуән тәйвәндики гоминдаңниң пәхри рәиси лйәнҗән билән һәмкарлишиш һәққидә сөһбәт өткүзди
- Санҗида кан вәқәси йүз берип йәттә адәм өлди
- Ғәрб мәтбуатлирида 5- феврал или вәқәсигә алақидар учурлар ашкариланди
- Бүгүр наһийисидә кан районида йүз бәргән апәттә 11 киши из - дерәксиз йоқап кәткән
- Уйғур елидики көмүркан вәқәси йүз бәрди
- Қаримай вақәсиниң һәқиқий маһийити ашкариланди
- Алтайда қанунсиз алтун қезиш һәрикити йәнила давамлашмақта