Уйғурлар канадада йиғин ечип, шәрқий түркистан мәсилисини музакирә қилиду
2005.05.02
Дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар 15 - майда канаданиң торонто шәһиригә йиғилип, шәрқий түркистан мәсилиси вә уйғурларниң кишилик һоқуқ әһвалини музакирә қилиду.
Дуня уйғур қурултийидики даириләрниң ашкарилишичә, йиғинниң темиси бир қәдәр мәзмунға игә болуп, музакирә темиси уйғурларниң кишилик һоқуқи, диний, иқтисади, мәдәнийәт вә сияси мәсилиләргә четилидикән. Әгәр йиғин мувапиқйәтлик өткүзүлсә, бу уйғурларниң канадада тунҗи қетим хәлқара йиғин чақириши болуп қалиду. Йиғинға канада уйғур җәмийити саһипханлиқ қилидикән.
Канада уйғур җәмийтидики даириләрниң ашкарилишичә, хитай һөкүмитиниң канадаға бесим ишлитиши яки бәзи вәкилләрниң йиғинға келишигә тосқунлуқ қилишидин әнсирәп, йиғинниң хәвирини әмди елан қилған. Канада уйғур җәмийитиниң рәиси муһәммәд тохти, йиғинни канадада чақириштики сәвәпләр һәққидә тохтилип," әң муһими канада һөкүмитигә уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилиси канада көңүл бөлидиған мәсилиләрдин бири икәнликини уқтуруш" дәп көрсәткән. Канада хитай һөкүмити билән кишилик һоқуқ диалоги бар дөләтләрниң бири. Йиғин ечилиштин илгири вәкилләр алди канада пайтәхти отаваға йиғилидикән шундақла бу йәрдә канада парламенти вә федирал һөкүмитидики мунасвиәтлик даириләр билән учрушидикән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Әнқәрәдә уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилиси музакирә қилинди
- Канадада йеңи йил бешида һөкүмәт сайлими өткүзүлиду
- Түркийидә түрк қирғинлири вә сүргүнлири тоғрисида илмий йиғин ечилди
- Д у қ ниң баш катипи долқун әйса хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң йиғинида доклат бәрди
- Д у қ ниң муавин рәиси әнвәр җан җәнвә кишилик һоқуқ йиғинида сөз қилди