Канаданиң хитайда турушлуқ баш әлчиси исмаил тиливалди билән көрүшти
Канаданиң хитайдики баш әлчиси ролланд әпәнди уйғур елидә ,хитай һөкүмитииниң аптоном районлуқ һөкүмәткә тәйинлигән әмәлдари исмайил тиливалди билән көрүшти.
Тәңритағ ториниң пәйшәнбә күни бәргән хәвиригә қариғанда, исмаил тиливалди, ролланд әпәндигә чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлири оттуриға қоюватқан ишсизлиқ, милләтләр арисидики зиддийәт күчийиватқан, диний әркинлик контрол қилиниватқан, маарип хитайчилаштуриливатқан бир вәзийәтниң әксичә чүшәндүрүш берип, "аптуном районимизниң иқтисадий вә иҗтимаи тәрәққияти яхши, милләтләр иттипақ, биз канада карханлирини мәбләғ селишқа , ортақ тәрәққий тепишқа чақиримиз" дегән.
Канада пуқраси һүсийин җелил, өзбекистанда хитайлар тәрипидин қолға елинип, һазир уйғур елидики мәлум бир түрмидә қамалған болуп, канада һөкүмити һүсийин җелил мәсилиси үстидә хитай даирилири билән көрүшүп, уни дәрһал канада тәвәликигә қайтуруп беришни тәләп қилған болсиму , әмма хитай тәрәп буниңға һечқандақ инкас қайтурмай кәлди.
Көзәткүчиләр , канаданиң хитайдики баш әлчиси ролланд әпәндиниң бу қетим уйғур елидики зияритини, һүсийин җелил мәсилиси билән мунасивәтлик болуши мумкин дәп қарашмақта. Әмма бу һәқтә мәтбуатларда һечқандақ учур берилмиди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Канада мәтбуатлири, канада һөкүмитиниң һүсәйин җелил мәсилисигә пассип позитсийидә болуватқанлиқини тәкитлиди
- Канада һөкүмити һөсәйин җелилниң һоқуқини қоғдашқа тиришмақта
- Хитай һөкүмити канада пуқраси һүсәйин җелилға 15 йиллиқ қамақ җазаси һөкүм қилған
- Америка уйғур җәмийити "торонто қуяш" гезитиниң мақалисини әйиблиди
- Хитай һөкүмити һүсәнҗан җилилни сотлашқа башлиди