Или областиниң бир қисим районлирида кәлкүн апити йүз бәрди


2005.03.16

Йеқинда уйғур елиниң или дәряси вадисидики 6 наһийидә кәлкүн апити йүз берип, йәрлик аһалиләргә иқтисадий зиян кәлтүрүп чиқарған. Бәхткә яриша, һазирғичә адәмләрниң зәхмилиниш әһвали көрүлмигән.

Тәңритағ хәвәр ториниң мәлуматиға қариғанда, кәлкүн апити өткән җүмә күнидин башлап тохтимай яққан қар һәм ямғур сәвәбидин келип чиққан болуп, буниңға қошулуп йәнә, қиштин буян йиғилған қарларниң ериши билән или дәря вадисидики көнәс, қорғас, нилқа, тоққузтара, текәс вә чапчал қатарлиқ наһийиләр кәлкүн апитидә қалған.

Кәлкүн апити тәсиридә, бу йәрдики аз дегәндә 110 өйгә су кирип, 33 еғиз өй өрүлүп чүшкән һәмдә 100 дин ошуқ көврүк өрүлүп чүшкән. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.