Кәлкүн апитидә тәхминән 27 миң еғиз өй өрүлүп чүшкән


2005.03.23

Или областида 11 - марттин башлап йүз бәргән қар ериш сәвәбидин келип чиққан кәлкүн апитидә һазирғичә бир киши қаза қилған, 5 миңға йеқин мал варан өлгән һәмдә тәхминән 27 миң еғиз өй өрүлүп чүшкән.

Хитай хәвәр агентлиқиниң мәлуматиға қариғанда, апәт сәвәбидин йәнә 3 миңдин ошуқ киши башқа районларға тарқақлаштурулған.

Или областлиқ хәлқ ишлири идарисиниң мәлум қилишичә, өткән йили бу районларда көп қетим қар яғқан болуп, әтиязда һаваниң иссиши билән бу қелин қарлар еришкә башлиған. Бу әһвал мәзкүр районларда кәлкүн келиш, тағ серилиш вә қум-шеғилларниң еқишиға охшаш тәбий апәтләрни кәлтүрүп чиқарған.

Бу апәт тәсиригә учриған асаслиқ районлар болса, или дәря вадисидики көнәс, қорғас, нилқа, тоққузтара, текәс вә чапчал наһийиси қатарлиқлар икән. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.