Уйғур аптоном райониниң лосигоң базири кәлкүнниң һуҗумиға учриди
2005.06.14
Уйғур аптоном райониниң или вилайити тәвәликидики лосигоң базири, дүшәнбә күни кәлкүнниң һуҗумиға учриди. Вәқәдә 3 адәм өлгән 4 киши яриланған. Кәлкүндә вәйран болған өйләрниң сани нәччә онға йетидикән. Райондики су иншаат әслиһәлири еғир бузғунчилиққа учриған.
Илидики су иншаат даирилириниң билдүрүшичә, кәлкүн апити ямғурниң көп йеғишидин келип чиққан болуп, бу лосигоң базирида йеқинқи 50 йилдин бери йүз бәргән әң еғир кәлкүн апити һесаблинидикән.
Лосигоңдики кәлкүн апити йеқинқи бир айдин бери хитай бойичә арқа - арқидин йүз бәргән су апәтлириниң бир қисими. Буниңдин бир қанчә күн илгири хитайниң хейлоңҗаң өлкисидики шалән йезисида йүз бәргән кәлкүн апитидә, мәзкур йезидики бир башланғуч мәктәб су астида қалған. Вәқәдә мәктәбтики 95 нәпәр оқуғучи өлгән иди.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, даириләр сәйшәнбә күни шаләндики икки йеза әмәлдарини қолға елип, уларни мәсулийәтсизлик қилиш билән әйиплиди. Қолға елинғанлар шалән йезилиқ парткомниң секритари билән йезидики сақчи понкитиниң башлиқи икән. Шу җайдики җидди қутқузуш даирилириниң шикайәт қилишичә, вәқә йүз бәргәндә ярдәмгә иһтияҗ кишиләр йеза парткоми вә сақчи понкитидикиләрни тапалмиған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Алтайда йүз бәргән кәлкүн апити, йәрликләрниң турмушиға қийинчилиқларни елип кәлди
- Алтай шәһиридә кәлкүн келип қатнашни үзүп қойди
- Хотәндә кәлкүн апитидә бир йолучилар аптобусидики11 адәм қаза қилди
- Уйғур елиниң җәнубидики бир қисим районларда мөлдүр йеғип кәтти
- Кәлкүн апитидә тәхминән 27 миң еғиз өй өрүлүп чүшкән