Сүйдуңдики кәлкүн апитидә 4 киши қаза қилди


2005.06.15

Уйғур елиниң или вилайити сүйдуң наһийисидә йүз бәргән кәлкүн апитидә өлгәнләрниң сани чаршәнбә күни 4 кә йәткән һәмдә 4 киши яриланған вә 1 иниң из дерики тепилмиған.

Радиомизниң игилигән мәлуматиға асасланғанда, 13 - июн күни яғқан қаттиқ ямғур сәвәбидин сүйдуң наһийисиниң көп қисим җайлирини кәлкүн елип кәткән болуп, бу мәзкур райондики 50 йилдин буянқи әң чоң кәлкүн болуп һесаблинидикән.

Кәлкүн апитиниң тәсиридә йәнә, 300 дин ошуқ өйләр өрүлүп чүшкән һәмдә ток вә су еликтир истанссилири еғир бузғунчилиққа учриған. Шундақла нурғун қатнаш йоллири пүтүнләй үзүлүп қалған. Нөвәттә мунасивәтлик орунлар қутқузуш ишлирини давамлаштурмақта.

Уйғур елидә бу йилниң ичидә йүз бәргән кәлкүн апитидә һазирғичә 20 киши қаза қилған һәмдә бу сәвәбтин 100 милйондин ошуқ бивастә иқтисадий зиян келип чиққан. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.