Алтунтағдики қаттиқ ямғур апитидә лопнур көлигә кәлкүн кәлди
2005.07.11
Хитай мәркизий хәвәр агентлиқиниң үрүмчидин билдүрүшичә, йеқиндин буян алтунтағ тизмилирида үзүлмәй яққан қаттиқ ямғур чақилиқ вә вашшәри дәрялирида кәлкүн апитини пәйда қилған. Кәлкүн сүйи алтунтағниң шималидики лопнур көлигә қуюлушқа башлиған.
Шу җайда мәшғулат елип бериватқан, аптонум районлуқ дала аптомобил паалийити җәмийитиниң катипи чин җуңляң мухбирға телефонда бәргән мәлуматида "лопнур көлиниң мәркизи қисми суға толди. Әтраптин кәлкүн сулар еқип кәлмәктә. Бу мениң көп йиллардин буян тунҗи қетим лопнурда су көрүшүм", дегән.
2005 - Йиллиқ аптомобил дала мусабиқисиниң дәсләпки йол тәкшүргүчи хадимлири 9 - июл күни, әйни чағда хитай археологи пиң җяму йоқап кәткән җайға 12 километир қалған йәргә кәлгәндә кәлкүнниң һуҗумиға учриған. Нәтиҗидә лопнур базириға чекинишкә мәҗбур болған болсиму, әмма йәнила кәлкүнниң қоршавида қелип игиз бир төпиликтә мудапиәләнгән. Улар бу йәрдә икки күндүз, бир кечә қапсилип қалған. Кейин лопнур базарлиқ һөкүмәт билән алақилишип, мирән базири тәрәпкә илгириләп хәтәрдин сақлинип қалған.
Хәвәрдин мәлум болушичә, лопнур көлигә қуюливатқан кәлкүн сүйи бүгүнгичә техи тохтимиған. (Илтәбир)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур елиниң шималидики районлар қара ямғур вә мөлдүрниң һуҗумиға учириди
- Уйғур елиниң бир қисим районлири кәлкүн апитиниң еғир тәсиригә учриди
- Сүйдуңдики кәлкүн апитидә 4 киши қаза қилди
- Уйғур аптоном райониниң лосигоң базири кәлкүнниң һуҗумиға учриди
- Алтайда йүз бәргән кәлкүн апити, йәрликләрниң турмушиға қийинчилиқларни елип кәлди