Турпан райони кәлкүн апитигә учриди
2005.08.09
Уйғур елидики радио тор бетиниң хәвиригә қариғанда, 6 - авғуст күни турпан шәһиригә қарашлиқ йәттә йеза, икки кәнт вә икки мәйданға, қаттиқ ямғур нәтиҗисидә кәлкүн келип, йәрлик хәлқниң аманлиқи һәмдә мал - мүлкигә еғир зиянларни елип кәлгән.
Дәсләпки мәлуматларға асасланғанда, бу районда 6 - авғусттин башлап 26 саәттәк уда қаттиқ ямғур яққан. Турпан шәһири чатқал йезисидики 200 дин артуқ аһалиниң өйлири тағдин туюқсиз кәлгән кәлкүнниң һуҗумиға учриған. Бәхткә яриша һазирға қәдәр өлүм - йетим яки еғир ярилиниш әһваллири көрүлмигән болсиму, әмма үзүм тәклири, кевәзликләр, етиз- ериқ һәмдә бағ варанлар су астида қалған.
Хәвәрдә йәнә, кәлкүн давамида 312 - номурлуқ дөләт ташйоли шуниңдәк електир, су, көврүк қатарлиқ әслиһәләрниңму бузғунчилиққа учриғанлиқи мәлум қилинған.
Вәқә йүз берип 3 күндин кейин йәни 9 - авғуст күни саәт 17 дин ашқанда мәзкур кәлкүн һәққидә дәсләпки хәвирини бәргән шинҗаң хәвәрлири тор бети, йәрлик һөкүмәт даирилириниң апәттин қутқузуш қуманданлиқ штаби қуруп қутқузуш буюмлирини йәткүзмәкчи болғанлиқини мәлум қилған. (Илтәбир)
Мунасивәтлик мақалилар
- Алтунтағдики қаттиқ ямғур апитидә лопнур көлигә кәлкүн кәлди
- Уйғур елиниң шималидики районлар қара ямғур вә мөлдүрниң һуҗумиға учириди
- Уйғур елиниң бир қисим районлири кәлкүн апитиниң еғир тәсиригә учриди
- Сүйдуңдики кәлкүн апитидә 4 киши қаза қилди
- Уйғур аптоном райониниң лосигоң базири кәлкүнниң һуҗумиға учриди