Уйғур елидики 187 миң киши кәлкүн тәсиригә учриди
2005.08.10
Уйғур елида 6 - авғусттин башлап уда яғқан ямғур сәвәбидин, үрүмчи, санҗи вә турпан қатарлиқ җайлар кәлкүн тәсиригә учрап, 187 миңдин көп адәм кәлкүн апитидә қалған.
Тәңритағ хәвәр ториниң мәлуматиға қариғанда, кәлкүндә һазирғичә 4 адәмниң өлгәнлики байқалған. Лекин йоқап кәткәнләрниң сани техи ениқ әмәс. Кәлкүн сәвәбидин йәнә, бу районларда 10 миңдин ошуқ өйләр өрүлүп чүшүп, нурғун терилғу йәрләр вәйран болған. Шундақла үрүмчи, санҗи вә турпан қатарлиқ җайларда қатнаш, су иншаати һәмдә қатнаш йоллири бузғунчилиққа учриған.
Уйғур аптоном районлуқ хәлқ ишлири назаритиниң мәлум қилишичә, уйғур елиниң ғәрбий шималида бундақ зор кәлкүн апитиниң йүз бериши кәм учрайдиған болуп, болупму турпан тәвәликидә бу, 50 йилдин буян көрүлүп бақмиған әң еғир кәлкүн апити һесаблинидикән. (Пәридә)