Илида кәлкүн келип нәччә миң кишигә тәсир көрсәтти
2006.01.15
Или районида яғқан қар сәвәбидин или дәряси йүзидә қатқан музлар дәря сүйиниң тешип кетишини кәлтүрүп чиқирип, бу райондики 1400 дин ошуқ аһалигә тәсир көрсәтти.
Тәңритағ хәвәр ториниң мәлум қилишичә, кәлкүн сәвәбидин бу йәрдики аһалиләрниң 286 еғиздин ошуқ өйини су бесип кәткән һәтта бу йәрдики бир мәктәп вә тибабәтчилик орниму кәлкүн тәсиригә учриған. Нәтиҗидә 75 аилилик пүтүнләй өйсиз қалған.
Или вадисида 9-январдин 11-январғичә уда қар яғқан болуп, униңға қошулуп темпраториниң тез төвәнләп кетиши сәвәбидин музлар или дәрясиниң чапчал наһийиси әтрапидики сүйини ташуривәткән. Нөвәттә мунасивәтлик орунлар қутқузуш ишлирини елип бериш билән биргә, музларни парчилаш арқилиқ суниң тешип кетишини контрол қилишқа тиришмақта.
Лекин бу районлар һазир бәк соғақ болғачқа, кәлкүн тәсиригә учриған аһалиләргә қийин болған һәмдә кәлкүн сәвәбидин чарва-малларниң йәм-хәшәклири һөл болуп кәткән һәтта бәзи тоху вә қойлар соғақта тоңлап өлгән. (Пәридә)