Или дәря вадисида йүз бәргән кәлкүн апитидә ғулҗа, тоққузтара, күнәс вә нилқа наһийилири еғир тәсиргә учрап, 3 киши қаза қилди һәмдә апәт зийиниға учриған хәлқ 18 миңдин ашти.
Тәңритағ хәвәр ториниң мәлум қилишичә, бу кәлкүн апити, или дәря вадисида 14- ийон күнидин башлап уда яғқан ямғур сәвәбидин йүз бәргән һәмдә буниңға қошулуп тағлардин лай-латқиларниң серилиш әһвалиму көрүлгән. Өлгәнләрниң бири ғулҗа наһийисидин қалған иккиси болса тоққузтара наһийисиниң таштөпә йезисидин икән. Лекин хәвәрдә уларниң миллити берилмигән.
Һазирғичә апәт сәвәбидин келип чиққан бивастә иқтисадий зиян 217 миңға йеқинлашқан. Шундақла 1400 гектарға йеқин деһқанчилиқ мәйдани апәт тәсиригә учрап, миңдин ошуқ чарва мал өлгән.
Йеқинқи бир нәччә йилдин буян уйғур елидә кәлкүн, қум борини қатарлиқ апәтләр бир қәдәр көп көрүлгән болуп, мутәхәсссиләр буниң муһитниң булғиниши вә дуня иқлиминиң иссиши қатарлиқлиқ екилогийилик амиллар сәвәбидин келип чиққан болиши мумкинликини көрсәтмәктә. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Атушта кәлкүн апити йүз бәрди
- Ғулҗида сақчилар өйидин көчүшни рәт қилған бир уйғурға оқ чиқирип униң көйүп кетишигә сәвәбчи болди
- Ғулҗа пуқралириниң әйдиз вә HIV билән юқумлиниш әһвали кишини чөчитиду
- Хуалиң сода сарийиға от кәтти
- Или дәряси вадисидики кәлкүн апитиниң зийиниға учриған хәлқ 10 миңдин ашти