Алтайда йүз бәргән кәлкүн апити, йәрликләрниң турмушиға қийинчилиқларни елип кәлди


2005.06.02

Алтай шәһири вә униң әтрапидики наһийиләр кәлкүн апитиниң зәрбисигә учриди.

Өз мухбиримизниң игилигән хәвиригә қариғанда, чаршәнбә күнидики кәлкүн апитиниң тәсиригә алтайниң бурчин вә қаба наһийилири әң қаттиқ учриған. Бурчин наһийисигә қиян кәлгәнликтин, тағлиқ районлардики 3000 дәк киши өз маканлиридин айрилип, бихәтәр районларға көчүшкә мәҗбур болған.

Алтай шәһәр ичидиму қатнаш вә учур- алақә ишлири вақтинчә үзүлүп қалған. Хитай һөкүмәт даирилириниң толуқ болмиған ситатистикилириға қариғанда, кәлкүндә һазирғичә өлүм- йитим вәқәлири көрүлмигән болсиму, бирақ шәһәр ичидила 300 дин артуқ өй хәтәрлик өйгә айлинип, мал-варанлар еқип кәткән. Бивастә иқтисадий зиян сәккиз милйон йүәнгә йәткән. Бирақ кәлкүнниң тәсиригә еғир учриған бурчин вә қаба наһийилиридики зиянлар истатистика қилинмақта икән.

Игилишимизчә, пәйшәнбә күни алтайниң тағлиқ районлирида ямғур тохтимай йеғиватқан болуп, бу кәлкүнни тезгинләш ишлириға қийинчилиқ туғдурмақта. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.