Кәлпиндики икки йеза башланғуч мәктипидә оқуғучиларға қулақ алди бези яллуғи таралди
2007.10.23
Сәйшәнбә күни уйғур елидики һөкүмәт хәвәр торлиридин ашкарилинишичә, ақсуниң кәлпин наһийисигә қарашлиқ икки йезидики башланғуч мәктәптә қулақ алди бези яллуғи ( паротит )тарқилип һазирға қәдәр җәмий 320 оқуғучида яллуғлиниш көрүлгән.
Қулақ алди бези яллуғи кесәллики, нәпәс йоли кесәлликлиригә тәвә җиддий юқумчан кесәллик болуп асасән 14 яштин төвән өсмүр балиларда көрүлиду.
Нөвәттә йәрлик кесәлликләрниң алдини елиш, юқумлуқ кесәлликләрни контрол қилиш қатарлиқ мунасивәтлик сәһийә тармақлири, мәзкур йеза мәктәплиридики кесәллик тарқилиш әһвали һәққидә тәкшүрүш елип бериватқан болуп,оқуғучиларға қулақ алди бези яллуғи( паротит ) ваксинисини окул қилған. Хәвәрдә кесәлликниң йәниму кәң даиридә тарқилиши асасән контрол қилинғанлиқи қәйт қилинған.
Уйғур аптоном район даирилириниң бу һәқтики хәвиридә мәзкур йезиларда балилар арисида қулақ алди бези яллуғи тарқилишиниң сәвәблири һәм кесәллик микробиниң келиш мәнбәси һәққидә тохталмиған.
Адәттә бу хил тез тарқилишчан нәпәс йоли кесәллик яллуғиниң ваксинилири дөләт тәрипидин һәқсиз тәминлиниду, шундақла кесәллик микробидин сақлиниш үчүн балиларға кичикидила ваксина қилиниши шәрт. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Үрүмчидә җиддий өпкә яллуғини кәлтүрүп чиқиридиған легонилла вируси байқалған
- Үрүмчи әйдиз кесилиниң тарқилиши җәһәттә уйғур или бойичә алдинқи шәһәр болуп қалди
- Уйғур или кәлгүси 5 йилда әйдиз вируси тарқилидиған мәркәзлик район болуп қаламду ?
- Уйғур елидә юқумлуқ кесәллик көпәймәктә
- Хитай һөкүмити үрүмчидә еғиз, қол, пут яллуғлинидиған юқумлуқ кесәлдин сақлиниш һәққидә агаһландуруш елан қилди
- Йод маддисиниң кәмчил болуши , уйғур ели вә тибәтләрдә кесәллик пәйда қилмақта
- Уйғур елидә , юқумлуқ кесәлликләр көпийип,юқумланғучиларниң нисбити өрлимәктә
- Хитайда һәр йили 10 миң бала дора йәп гас болуп қалиду
- Күйтундә бир тонна әтрапида өлүш сәвәби ениқ болмиған өй һайванлириниң гөши байқалди
- Уйғур аптоном районида бир киши қуш зукам вирусини юқтурувелип өлди
- Ақсуда байқалған вирусниң қуш зуками икәнлики ениқланди