Или вилайитиниң чарва- маллирида җиддий характерлик ғәйри типтики кесәл таралмақта
2004.10.19
Илиниң шималидики чарвичилиқ мәйданлирида чарва - малларда ғәйри юқумлуқ кесәллик тарқалғанға бир айға йеқин вақит өткән болуп, хитай мәтбуатлири бу әһвал һәққидә һичқандақ учур тарқатмиған .
Истансимиз мухбириниң игилигән мәлуматиға қариғанда, или чарвичилиқ мәйданлирида чарва - малларда бир хил ғәйри кесәллик билән өлүп кетиш һадиси йүз берип, хитай һөкүмәт тармақлири пәқәт, бу хил кесәл билән өлгән чарвиларни көйдүрвитиш вә көмүвитиш тәдбирлирини елип берип, бу һадисини мәтбуатларға вә аммиға ашкарлаштин өзини тартқан.
Бу хил ақивәттин әндишә қилған мәлум бир киши, истансимизға телфун уруп, уйғур деһқанлириниң нөвәттә қаттиқ сарасимигә чүшкәнликини билдүрди. (Әқидә)
©
2004 Radio Free Asia