Хитай һөкүмити һайванларға еғиз - туяқ яллуғи тарқалғанлиқи һәққидики хәвәрләрни чәклигән


2004.10.29

Хитай һөкүмити уйғур аптоном райониниң или вилайитидә һайванларға еғиз-туяқ яллуғи дәп аталған кесәллик тарқалғанлиқи һәққидики учурларни қаттиқ контрол қилип, хитай мәтбуатлириниң бу һәқтә хәвәр беришини чәклигән. "Америка авази" радиоси хитайниң илидики һайванларға тарқалған юқумлуқ кесәлни контрол қилиш йолида қаттиқ тәдбир қолланғанлиқини хәвәр қилди.

Хәвәрләргә қариғанда кесәллик әһвали ғулҗа наһийисидә әң еғир болуп, кесәл тарқалған райондики мал базарлири пүтүнләй тақалған. Үрүмчи чарвичилиқ идарисидики әмәлдарлар, пүтүн аптоном районниң тәсиргә учриғанлиқини тәкитлимәктә. Йәрлик даириләр кесәлни контрол қиливалғанлиқини илгири сүргән.

Бирақ һүкүмәт даирилири кесәллик әһвалиға даир учурларни қаттиқ контрол қилған. Һөкүмәт мәтбуатлири бу һәқтидики учурларни һазирға қәдәр тәшәббускарлиқ билән хәвәр қилип бақмиди. Йәрликтики дәһқан-чарвичилар ғулҗа вә үрүмчидики мәтбуат органлириға телефон қилип, кесәллик әһвалини хәвәр қилишни тәләп қилғанда, бу һәқтики учурларни юқуриниң тәстиқисиз елан қилалмайдиғанлиқини билдүргән.

Хитай һөкүмити илгири сарс кесилини йошуруп, сарс вирусиниң ямрап кетишигә сәвәп болуш билән әйибләнгәндин кейин, юқумлуқ кесәлләрни йошурмайдиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән иди. Илидики чарва - малларда юқумлуқ кесәл тарқалғанлиқи хәвәрни тунҗи болуп әркин асия радиосиниң уйғур бөлүми хәвәр қилған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.