Уйғур аптоном районида миниңгит кесәллики байқалди


2005.02.11

Уйғур аптоном районида бу йил 1 - айдин бери 9 киши миниңгит кесәллики билән юқумланған. Аптоном районлуқ сәһийә назаритидики даириләрниң ашкарилишичә, бимарларниң ичидә миниңгит кесәллики билән юқумланғанлиқи ениқланған үч киши дохтурханида ятқузулған. Икки киши диагноз қоюш басқучида болуп, қалған 4 киши миниңгит билән юқумланғанлиқи гуман қилиниватқан бимарлар икән.

Амма сәһийә назаритидики даириләр, миниңгит кесәллириниң қайси районда байқалғанлиқини шундақла бимарларниң һазирқи әһвалини тилға алмиған. Шинхуа ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, өткән йили аптоном район бойичә 12 киши миниңгит кесәллики билән юқумланған. Шу йили хитай бойичә 57 киши миниңгит билән юқумланған.

Уйғур аптоном районида миниңгит кесәллики 2 яштин 15 яшқичә болған арлиқтики балиларда көп учрайдикән. Хитай һөкүмити уйғур аптоном районида 1980 - йилларниң оттурилиридин башлап, балиларни миниңгиткә қарши имунитлашқа башлиған.

Сабиқ совет иттипақи био-химийә алимлириниң ашкарилишичә, 1980 - йилларниң башлири хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң корла әтрапидики бир мәхпий тәҗрибиханисидин миниңгит вироси чиқип кетип, корла әтрапида миниңгит кесәлликиниң тарқилишини кәлтүрүп чиқарған.

Шинхуа ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, сәһийә назарити миниңгит кесәлликиниң тарқилиш әһвалини диққәт билән күзәтмәктикән. Амма уйғур аптоном район бойичә амбарда запас миниңгит ваксиниси қалмиған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.