Уйғур аптоном районида һәр йили 8000 адәм өпкә тебиркилозида өлиду
2006.03.21
Үрүмчи шәһәрлик юқумлуқ кесәлләрни контрол қилиш мәркизиниң ашкарилишичә, өпкә тебиркилози уйғур аптоном районида йәнила аммиви саламәтликкә еғир дәриҗидә тәһдит селиватқан юқумлуқ кесәлләрниң бири болуп, аптоном район бойичә һәр йили 7500 дин 8000 ғичә киши мәзкур кесәл билән өлмәктә.
Үрүмчи шәһәрлик юқумлуқ кесәлләрни контрол қилиш мәркизи үрүмчидә чиқидиған "шинҗаң мәркизи шәһәр гезити" гә, аптоном район бойичә өпкә тебиркилози билән ағриған кишиләрниң 80 миңға йетидиғанлиқини вә һәр йили 28 миң кишиниң бу кесәл билән юқумлиниватқанлиқини билдүргән.
Өпкә тебиркилози уйғур аптоном районида тарихий бир қәдәр узун кесәлләрниң бири. Сабиқ совет иттипақи 1953 - йили аптоном район бойичә өпкә тебиркилози, поқақ вә терә кесилини давалаш пиланини йолға қойған вә бәзи иҗабий нәтиҗиләргә еришкән болсиму, лекин 1959 - йили совет - хитай мунасивити бузулушқа башлиғандин кейин, бу пилан тохтап қалған.
Бәзи көзәткүчиләрниң әскәртишичә, өпкә тебиркилозиниң уйғур аптоном районида һазирғичә аммиви саламәтликкә еғир дәриҗидә тәһдит селиватқан кесәллик болуп қелишида,хитай һөкүмитиниң буниңға йитәрлик мәбләғ аҗратмиғанлиқи вә 1964 - йилдин бери районда елип берилған ядро синақлири муһим рол ойниған.
Әмма хитай һөкүмити 1949 - йилдин бери аптоном районниң сәһийә вә аммиви саламәтлик ишлирида зор нәтиҗә қазанғанлиқини билдүрмәктә. Лекин сәһийә тәшкилатиниң ашкарилишичә, хитай сәһийә давалаш ишлирида дуня бойичә 191 дөләт вә район ичидә арқидин саниғанда 4 - орунда турудикән. (Әркин)