Уйғур елидә , юқумлуқ кесәлликләр көпийип,юқумланғучиларниң нисбити өрлимәктә


2007.05.15

Аптоном районлуқ сәһийә назаритиниң ашкарилишичә, бу йил 4 ‏- айда, уйғур елидә 5 түрлүк юқумлуқ кесәл йәни өпкә кесили, б типик җигәр кесили, с типик җигәр кесили, микроп характерлик ич сүрүк кесили вә сифлис кесили қатарлиқлар илгирикидин көрүнәрлик һаләттә көпәйгән болуп, мунасивәтлик сәһийә орунлириниң диққитини қозғиған. Хәвәрдин мәлум болушичә, бу йил 4 ‏- айниң өзидә, үрүмчидә с типлик юқумлуқ кесәлликкә гириптар болғанлар сани 2600 гә йеқин болуп, буларниң арисида икки нәпәр адәм кесәл түпәйлидин өлгән.

Хитай агентлиқиниң үрүмчидин бәргән бу һәқтики хәвиридә, бу йил 4 ‏- айда, аптоном район буйичә а типлик вә б типлик юқумлуқ кесәлгә гириптар болғучилар сани 14 миңға йеқин болуп, бултурқидин % 35 өрлигән.

Хәвәрдә ашкарилинишичә, бу йил 4 ‏- айда, уйғур елидә с типлик юқумлуқ кесәл дәп аталған зукам , юқумлуқ гүрән бәз яллуғи вә рематизим қатарлиқ кесәлликләрниң көпийиш нисбити % 88 кә йәткән.

Йеқинда радиомизниң зияритини қобул қилған үрүмчи иккинчи дохтурханисида ишләйдиған бир дохтурниң билдүрүшичә, бу йил үрүмчидә һаваниң булғиниш дәриҗиси илгирики йиллардикидин техиму еғир болғачқа, мәзкур дохтурханиға келип көрүнүватқан нәпәс яллуғи кесилигә гириптар болғучилар бурунқидин һәссиләп көпәйгән. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.