Бу йил хенәндин 213 миң киши уйғур елигә пахта теришқа кәлмәкчи


2005.07.19

Хитайниң уйғур елидики ишләпчиқириш қурулуш армийиси хенән өлкиси билән тохтам түзүп, уйғур елидики кевәзликлиридә пахта териш ишлири үчүн бу йил хенәндин 213 миң ялланма әмгәкчини уйғур елигә елип келидикән.

Шинхуа хәвәр тор бетигә бесилған хәвәргә асасланғанда, тохтам бойичә бир күндила хенәнниң 18 шәһәр вә 60 нәччә наһийә, районлиридин 117 миңға йеқин киши өзини тизимға алдурған.

Хитайниң уйғур елидики ишләпчиқириш қурулуш армийисиниң хизмәт тонуштуруш мәркизиниң мәсули, мәзкур ишләпчиқириш қурулуш армийисиниң бу йилдики кевәзлик мәйданиниң 7 милйон модин ашидиғанлиқини, шу сәвәптин бу йәрдики пахтиларни териш үчүн 600 миңға йеқин әмгәкчигә еһтияҗлиқ болидиғанлиқини билдүрди.

2003 - Йили һөкүмәт тунҗи қетим очуқ ашкара хитайниң һәр қайси җайлиридики деһқанларни уйғур елигә келип пахта теришкә чақириқ қилғандин кейин, хенән өлкисидинла 300 миңға йеқин киши уйғур елигә кәлгән һәмдә җәмий 500 милйон юәндин көп кирим қилған.

Нөвәттә уйғур деһқанлиридин радиомизниң һәқсиз телефон линийисигә нурғун наразилиқлар келиватқан болуп, улар асаслиқи һашар билән ишләпчиқириш қурулуш армийисиниң кевәзликлиридә мәҗбурий пахта тәргүзүш әһваллиридин зарланмақта. Уларниң ейтишичә, бу уйғур деһқанлириға һечқанчә нәқ берилмәйдикән, улар һәтта пахта териватқан мәзгилидики йимәк-ичмәк чиқимлириниму өзи көтүридикән. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.