Қизилсу қирғиз аптоном областиниң 50 йиллиқи тәбрикләнди


2004.09.08

Қизилсу қирғиз аптоном области қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи -8 сентәбир күни атуш шәһиридә тәбрикләнди.

Хитай хәвәр агентлиқиниң мәлуматиға қариғанда, бу мунасивәт билән хитайниң мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитити вә хитай дөләт кабенти телеграф әвәтип, 50 йилдин буян қизилсу қирғиз аптоном областиниң сиясий муқимлиқи, иқтисадий тәрәққияти, милләтләр иттипақлиқи, чегра муқимлиқи вә хәлқниң турмуш сәвийиси қатарлиқ саһәләрдә көрүнәрлик нәтиҗә қазанғанлиқини мәдһийлиди.

Хитайниң уйғур елидики парткоми илгири уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң хатирә күнини дағдуғилиқ өткүзмәслик һәққидә қарар чиқарған болсиму, әмма йеқиндин буян бир қанчә аптоном областларниң қурулғанлиқ хатирә күни арқа-арқидин тәбрикләнди. Уйғур паалийәтчилири хитай һөкүмитиниң пәқәтла уйғурлар һәққидә давраң салмаслиққа күчиниң беричә тиришиватқанлиқини илгири сүрмәктә. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.