Явропа комитети хитайға уйғурларниң вәзийитидин "қаттиқ әнсирәватқанлиқини" билдүргән


2006.09.15

явропа иттипақи ташқи ишлар комиссари бәнита ферреро валднер, уйғурларниң һоқуқи хитай - явропа кишилик һоқуқи сөһбитидә даим оттуриға қоюлуп келиватқанлиқини билдүрди.

Валднер ханимниң әскәртишичә, уйғурларниң вәзийити 2005 - йили өктәбирдә өткүзүлгән хитай - явропа кишилик һоқуқ сөһбитидә ачқучлуқ мәсилә сүпитидә музакирә қилинған. У, "бу музакиридин бурун явропа иттипақи өмикиниң уйғур аптоном районида елип барған 3 күнлүк зиярити, явропа иттипақини үрүмчи вә ақсуда йәрлик даириләр вә диний рәһбәрләр билән аз санлиқ милләтләр һоқуқи тоғрисида музакирә елип бериш пурсити билән тәминлиди" дәйду.

Бәнита ферреро валднер, бу сөзләрни явропа парламентиниң италийилик әзаси марко каппатониң язма суаллириға җаваб бәргәндә тәкитлигән. Валднер ханим "хитайдики аз санлиқ милләтләр һоқуқи мәсилиси алдимизда өткүзүлидиған кишилик һоқуқ сөһбитиниң күнтәртипидики муһим мәсилә һесаблиниду " дәп көрсәтти.

Униң әскәртишичә, явропа иттипақи рабийә қадирниң пәрзәнтлири қолға елинғанлиқи вә тән җазасиға учриғанлиқиға диққәт қилған. У, бу мәсилиниң бу йил 27 - июнда хитай ташқий ишлар министирлиқи билән өткүзүлгән бир сөһбәттә оттуриға қоюлғанлиқини билдүрди.

явропа парламент әзаси марко каппато, валднер ханимға йоллиған язма суалида явропа иттипақиниң шәрқий түркистандики аз санлиқ милләтләр һоқуқи вә рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлирини қутқузуш йолида немә ишларни қилғанлиқини сориған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.