"Бүгүнки америка" гезитидә хитайниң "ғәрбни ечиш" сияситиниң әсли қияпити ашкарә қилинди


2004.10.07

Америкидики мәшһор "бүгүнки америка" гезитидә пәйшәнбә күни хитайниң ғәрбни ечиш сиясәтлириниң уйғур елидики йәрлик хәлқни әмәс, бәлки хитай көчмәнлирини мәнпәәтләндүриватқанлиқи әкс әттүрүлгән бир парчә мақалә елан қилинди.

Мәзкүр гезитниң мухбири дәйвид линчниң қәшқәр қатарлиқ җайларни иничлик билән күзитиш арқилиқ язған бу мақалисида, уйғурлар билән хитайлар арисидики миллий, диний вә иқтисадий пәрқниң зорлиқи, һалбуки хитай һөкүмитиниң уйғур елидики контроллуқни күчәйтиш үчүн, нәччә он йилдин боян сестимилиқ һалда көчмәнләрни җәлп қилиш сиясәтлирини йүргүзгәнлики тәсвирләнгән.

Мақалидә көрситилишичә, буниң нәтиҗисидә, уйғур елидики хитайларниң нопуси шиддәт билән ашқан. Чәтәлдики мутәхәссисләр қәшқәрдәк бир қәдимий уйғур шәһәрдиму хитайларниң нопуси омомий шәһәр нопусиниң үчтин биригә йәткән болиши момкинликини мөлчәрлимәктә.

Мақалидә тәкитлинишичә, хитай көчмәнлири уйғур елидики иқтисадий гүллиништин әң көп бәһриман боливатқан болуп, йәрлик хәлқ өзлирини иқтисадий тәрәққиятниң сиртида қалдурулғандәк һис қилмақта икән.

"Бүгүнки америка" гезити мухбириниң мақалидә йәкүнлишичә, хитай һөкүмити гәрчә ғәрбни ечиш сиясити билән бу раюнни гүлләндүрүш арқилиқ, уйғур елидики миллий, сиясий вә башқа иҗтимаий мәсилиләрни һәл қилишқа болиду дәп қарисиму, әмилийәттә әгәр хитай һөкүмити уйғурлар билән хитайлар оттурисидики иқтисадий пәрқни азайтмиса, кәлгүсидә техиму чоң мәсилиләр килип чиқиши мумкин икән. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.