Хитайниң уйғур районидики екологийилик көчмәнләр қурулуши
2004.10.15
Хитай һөкүмити екологийилик көчмәнләр қурулуши дәп нам бәргән уйғур районида чегра яқисидики аһалиләрни көчүрүш сиясити бойичә йеқинқи 5 йил ичидә 150 миң кишини тәбий шәрт - шараити начар районлардин башқа җайларға көчүргән. Уйғур аптоном районидики муһит асраш даирлири, екологийилик көчмәнләр қурулушиниң тәбиий шәрт - шараити яхши болмиған җайлардики аһалиләрни яшашқа қолайлиқ җайларға көчүрүшни мәқсәт қилиду дәп көрсәтмәктә. Хитай мәтбуатлириниң аптоном районлуқ муһит қоғдаш идарисидики даириләрниң сөзини нәқил кәлтүрүшичә, хитай һөкүмити йеқинқи бир қанчә йил ичидә мәзкур қурулушқа 6 милярд 300 милйон доллар мәбләғ салған. Илгири кейин болуп яшашқа қолайлиқ болмиған җайлардики 157 миң кишини башқа районларға көчүргән.
Екологийилик көчмәнләр қурулушиниң көчүрүш нишани қәшқәр, хотән вә қизил су райониниң һиндистан, пакистан, афғанистан чегрисидики уйғурлар олтурақлашқан йеза - кәнтләрни асас қилиду. Қәшқәр вилайитиниң йәркәнт наһийисигә қарашлиқ дамси, қоширап, каҗуң йезилиридики 5 миң уйғур дәһқан чигридин йирақ җайларға көчүрүветилгән. Хитайниң уйғур районидики екологийилик көчмәнләр қурулушини тәнқит қиливатқан чәтәлдики уйғур тәшкилатлири, намратлиқтин қутулдуруш намидики бу қурулушниң ғәризи уйғурларни чегра районлардин йирақлаштуруш дәп әйиплиди. Дуня уйғур қурултейиниң баянатчиси дилшат ришит, хитай һөкүмити уйғурларниң чегра районларда олтурақлишишини өзигә тәһдит дәп қараватиду, уйғурларни чегра районлардин колликтип көчүрүш һәрикити б д т хәлқара кишилик һоқуқ әһдинамисиға хилап, дәп көрсәтти. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- "Бүгүнки америка" гезитидә хитайниң "ғәрбни ечиш" сияситиниң әсли қияпити ашкарә қилинди
- Үрүмчи оттура айланма йол қушханиси тақалди
- Уйғур елидики йеза игилик йәр- мәйданлириниң муһити еғир бузғунчилиққа учримақта
- Уйғур елидә әмгәкчиләр нопусиниң күнсайин ешиши, ишсизлиқ әһвалини еғирлатмақта
- Уйғур илидики пахтиларни ким үзиду ?