Ғулҗида сақчилар өйидин көчүшни рәт қилған бир уйғурға оқ чиқирип униң көйүп кетишигә сәвәбчи болди
2006.05.30
Уйғур аптоном райониниң ғулҗа шәһиридә сақчилар қора җайидин көчүшни рәт қилған бир уйғур аилисиниң 20 яшлиқ оғлиға оқ чиқирип путидин яриландурди вә униң көйүп кетишигә сәвәбчи болди. Нөвәттә 20 яшлиқ бу бала или һәрбий район дохтурханисида қутқузулмақта.
Бу вәқәниң келип чиқишиға ғулҗа шәһириниң хитай базири районидики терә базириға җайлашқан қора җай игиси әхмәт абдуреһимниң, җайини 300 миң йүәнгә сетишни рәт қилғандин кейин көчүшкә мәҗбурланғанлиқи сәвәбчи болди. Қора җай игилири нурәхмәт һошур вә абдукерим маймун исимлик икки ака - ини содигәрни ғулҗа шәһәрлик шәһәр қурулуш идарисиниң башлиқи илибәк билән тил бириктүрүп қора җайини кәм баһалаш, сетип бериш вә қора җайдин көчүшкә мәҗбурлаш билән әйиблимәктә.
Нурәхмәт һошур вә абдукерим һошурлар илгири әхмәт абдуреһим олтуруватқан қора җайниң бир қисимини сетивалған вә әмди қора җайниң қалған қисимини сетивалмақчи болған. Бу җәрянда қора җай игилири аптоном районлуқ юқири сот мәһкимисигичә әрз сунған вә юқири сот қора җайни қайта баһалашни тәләп қилған икән. Лекин 5 - айниң 14 - күни юқири сотниң һөкүмини шәһәрлик сақчи идарисиға елип барған әхмәт абдуреһим вә униң аялини сақчилар йеңи һаят түрмисигә 15 күнлик солап қойған.
Әтиси шәһәр қурулуш идарисиниң хадимлири вә сақчилар әхмәт абдуреһимниң қора җайини чеқивәтмәкчи болуп барғанда, әхмәт абдуреһимниң 20 яшлиқ оғли өйи вә өзигә бензин чечип, әгәр өйини чақмақчи болса от қоюветидиғанлиқини агаһландурған. Сақчилар униңға қаритип 2 пай оқ атқан вә бир пай оқ униң путини зәхмиләндүргән. Бу җәрянда бензин от елип кәткәнликдин әхмәт абдуреһимниң оғли вә қора җайиға от кетип, әхмәт абдуреһимниң оғли яриланди. Нөвәттә униңға һәрбий район дохтурханисида қутқузуш елип берилмақта. Униң ярилиниш әһвали һазирчә мәлум әмәс, сақчилар вәқәниң чоңийип кетишидин қорқуп әхмәт абдуреһим вә аялини қоюп бәргән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ғулҗа пуқралириниң әйдиз вә HIV билән юқумлиниш әһвали кишини чөчитиду
- Илида кәлкүн келип нәччә миң кишигә тәсир көрсәтти
- Хитай қора җай игилириниң һоқуқини қоғдаш қанун лайиһиси һазирлиди
- Байинғолинда юқири дәриҗилик бир уйғур кадир өзини өлтүрүвалди
- Ғулҗида йолучилар аптобусини гөрүгә алған бир киши сақчилар тәрипидин етип өлтүрүлди