Күнәстә хитай көчмәнлири мәбләғ чиқирип, йәрлик деһқанлар йәр вә күч чиқирип киримни тәң бөлүшидиған игилик шәкли қанат яйдурулмақта


2007.06.20

Күнәс наһийисиниң бәштөпә йезисида, ичкиридин кәлгән хитай көчмәнлири мәбләғ вә әқил (техника) чиқирип, йәрлик деһқанлар йәр вә әмгәк күчи чиқирип көктат терип, мәһсулат киримни тәң бөлүшивалидиған бирхил 'игилик шәкли' қанат яйдурулған.

Хитай һөкүмитиниң 'тәңритағ тор бити' хитай көчмәнлири йәрлик деһқанларни қул қилидиған бундақ игилик шәклини 'милләтләр һәмкарлиқи' дәп атиған вә бундақ шәкилни 'йәрлик деһқанларни бай қилидиған һәмкарлиқ ' дәп мәдһийиләп, уни қанат яйдурушқа чақирған.

Буниңдин бурун бу наһийидә деһқанлар көктат териса, йәрлик һөкүмәтләр мәҗбурий һалда юлғузивәтәтти. Йәрлик хәлқ көктатни биңтуәндин сетивелишқа мәҗбур болған иди. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.