Фукаңдики шенлоң көмүркениниң арқа көрүниши ашкариланди
2005.07.29
7 - Айниң 11 - күни көмүр кан астида газ партлап, 83 нәпәр ишчиниң өлүшини кәлтүрүп чиқарған уйғур аптоном райониниң фукаң наһийисидики шенлоң көмүр кениниң пай чики, қумул көмүрчилик гуруһидики хизмәтчи хадимларниң илкидә икәнлики паш болди. Қумул көмүрчилик гуруһи уйғур аптоном районида дөләт игиликидики әң чоң көмүрчилик ширкәтлириниң бири.
Шинхуа ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, вәқә йүз бәргән канниң пай чеки, қумул көмүрчилик гуруһиниң баш мудири шундақла мәзкур ширкәттики 100 артуқ хизмәтчи хадимниң илкидә болуп, улар 2001 - йили 9 - айда фукаңдики җяпиго көмүр кенини сетивалғандин кейин, мәзкур канниң нами шенлоң көмүр кан чәклик һәссидарлиқ ширкити, дәп өзгәртилгән.
Шинхуа ахбарат агентлиқиниң ашкарилишичә, пайчиклар, җяпиго көмүркенини сетивелиш үчүн фукаң наһийисидики даириләргә арқа ишик қилған. Ширкәт 2001 - йили 11 - айда тизимға елинған болуп, қумул көмүрчилик гуруһиниң муавин мудири чен бавси ширкәтниң қануни игилириниң бири икән. Җяпиго көмүр кени йилда 30 мил тона көмүр ишләпчиқиралайтти.
Вәқәдин кейин даириләр ширкәтниң мәсуллирини қолға алди. Фукаңдики көмүр канда йүз бәргән қаза, уйғур аптоном райони тарихидики зор көмүркан вәқәлириниң бири болуп һесаблиниду. (Әркин)