Хитай уйғур аптоном райониниң қурулғанлиқ хатирә күни мунасивити билән контроллуқини күчәйтти
2005.08.07
Хитайниң дөләтлик ахбарат оргини һесабланған шинхуа агентлиқиниң учуриға қариғанда, уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини хатириләш мунасивити өткүзүлидиған чоң мурасим паалийити җәрянидики бихәтәрликни капаләткә игә қилиш үчүн омумий йүзлүк қоғдаш хизмитини елип берилидикән.
50 Йиллиқни хатириләшниң сиясий вә иҗтимаий әһмийәткә игә икәнликини тәкитлигән үрүмчи шәһәрлик җамаәт хәвпсизлик идарисиниң бир муавин башлиқи мурасим паалийити җәрянида пүтүн уйғур ели бойичә бихәтәрликини қоғдашқа тәйярлиқ қилинғанлиқини билдүргән.
Хәвәрдә көрситилишичә, үрүмчи шәһәрлик җамаәт хәвпсизлик идариси мәхсус мурасимни қоғдаш ишханиси тәсис қилған. 8-Авғусттин етибарән 1500 нәпәр қораллиқ сақчи вә җамаәт хәвпсизлик хадими үрүмчи шәһриниң һәр қайси нуқтилиқ җайлири, җамаәт сорунлири вә адәмләр үстидин тәкшүрүш һәм назарәт қилиш елип баридикән. Миңдин артуқ бирләшмә мудапиәлиниш хадими аһалилар районлириға берип, қоғдаш билән шуғуллинидикән шуниңдәк йәнә мурасим җәрянида 24 саәт қораллиқ чарлаш елип берилидикән.
Шинхуаниң хәвиридә чарлашниң бивастә обйекти ениқ ейтилмиған болсиму, әмма уйғур көзәткүчилириниң билдүрүшичә, хитай даирилириниң бу хил контроллуқни вә назарәтни күчәйтиши бивастә уйғурларға қаритилған болуп, буниңдин илгириму үрүмчи қатарлиқ җайлардики асаслиқ уйғурлар топлашқан җайлар тәкшүрүш вә назарәт обйекти қилинип, сәлла гуманлиқ дәп қаралған уйғурлар тутқун қилинған.
Техи йеқиндила үрүмчи шәһиридики рабийә қадир сода сарийиға йеқинла җайда 6 нәпәр хотәнлик уйғур яш сақчилар тәрипидин "қанунсиз диний унсур" дегән гуман билән қолға елинған. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Д у қ хитайниң аз санлиқ милләтләргә бәргән вәдилиргә әмәл қилмиғанлиқини әйиблиди
- Исмайил тиливалди: ш у а р ниң 50 йиллиқини тәбрикләш зор сияси вәқә
- Хитай һөкүмити уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини "қаттиқ зәрбә бериш һәрикити" билән күтүвалиду
- Бешкәктә хатириләш йиғини өткүзүлди
- Дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар шәрқий түркистан җумһурийитини хатирилиди