Мәрһум күрәш күсән әпәнди вапатиниң бир йиллиқи хатириләнди
2007.10.07
Узундин буян өзиниң яңрақ вә җәңгивар нахша музикилири билән уйғур миллий һәрикитидә тегишлик орун тутуп кәлгән , нахшичи вә композитор күрәш күсән әпәндиниң вапатиниң бир йиллиқи мунасивити билән, мәрһумниң сиңлиси мунәввәр ханим америка уйғурлири бирләшмисиниң йеқиндин маслишиши билән 6-өктәбир күни америка пайтәхти вашингтон йенидики фаирфакис шәһиридә нәзир һәм иптарлиқ уюштурди.
Мәрһумниң бир йиллиқ хатириләш мурасимиға вашингтон әтрапидики уйғурлар әмәс бәлки, нюйорк вә нийв җерсий қатарлиқ шитатлардинму бир қисим уйғурларму келип қатнашти. Бу паалийәттә мәрһум күрәш күсәнниң роһиға атап дуа-тилавәт қилинди шуниңдәк униң мол мәзмунлуқ иҗадий паалийәтлири вә сиясий күрәш һаяти әсләп өтүлди.
Қәдимий кучаниң күсән намини өзигә тәхәллус қилған күрәш султан өткән йили. 29 -Өктәбирдә шиветсийәдә туюқсиз қозғалған йүрәк тиқилмиси билән 47 йешида қаза қилған иди. Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим күрәш күсәнниң вапатини уйғур миллий һәрикити үчүн зор бир йоқитиш дәп тәрипләш билән униң уйғур давасиға қошқан төһпилириниң һечқачан унтулмайдиғанлиқини көрсәткән иди.
Күрәш султан 1959-йили, үрүмчидә туғулған, яшлиқ һаятини кучада өткүзгән. Илгири кейин ақсу, үрүмчи, бейҗиңдики сәнәт мәктәплиридә оқуған.
У 1996-йили чәтәлгә чиқип кетип, илгири кейин түркийә вә оттура асия мәмликәтлиридә паалийәт елип барғандин кейин шветсийигә келип йәрләшкән , бу җәрянда у бәш қисимлиқ " ойған түркистан"ни вә "кучар нахшилири" һәм башқа нахша албомлирини чиқарған, у, уйғур хәлқ нахшилирини ғәрб дунясиға тонуштурушта муһим төһпә қошқан иди.
Күрәш күсән сиясий паалийәтләр билән шуғуллинип, дуня уйғур яшлири қурултийи рәиси, дуня уйғур қурултийи тәптиши, шветсийә уйғур комитетиниң рәиси қатарлиқ вәзипиләрни атқурған.(Үмидвар)