Уйғур елидә "үчкә вәкиллик қилиш" ни асасий идийә қилған ташқи ишлар нәзирийиси тәрбийләш курси ечилди


2004.12.08

Уйғур ели бойичә өткүзүлгән "үчкә вәкиллик қилиш" ни асасий идийә қилған ташқи ишлар нәзириси тәрбийләш курси чаршәнбә күни әтигән үрүмчидә ечилди.

Курсниң башлиниш мурасимида аптоном район ташқи ишлар ишханисиниң мудири нишан ибраһим ташқи ишлар вә ташқи тәшвиқат ишлириниң муһимлиқини тәкитләп, буниң дөләтниң мәнпәәтини қоғдаш вә хәлқарада яхши образ тикләштә муһим рол ойнайдиғанлиқини тәкитлиди.

" Тәңри тағ хәвәр тори" ниң хәвиригә қариғанда, бу қетимлиқ курсқа, уйғур елиниң һәрқайси шәһәр, областлиридики ташқи тәшвиқат бөлүмлири, ташқи иқтисад комитети, сәһийә назарити, хәлқ ишлири назарити вә шинҗаң университети қатарлиқ 50 нәччә идарә - органдин болуп 170 нәччә нәпәр кадир қатнашти.

Хитай һөкүмити йеқиндин бери уйғур елидики ташқи тәшвиқат ишлириға алаһидә әһмийәт бериватқан болуп, уйғур елидики һәрқайси органларниң ташқи тәшвиқат ишлириниң коммунист партийә идийисини йетәкчи идийә қилишиға көп күч чиқармақта. Чәтәлдики уйғур анализчилири хитайниң бу хил тәрбийә арқилиқ уйғур елидики һәқиқий вәзийәтни йошуруп, компартийини тәрипләш вә мәмнун болуш кәйпиятинила оттуриға елип чиқишни мәқсәт қиливатқанлиқини илгири сүрмәктә.(Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.