Ақсу вилайитидә йеза кадирлири тәрбийиләнмәктә

Хитай һөкүмитиниң ақсу шәһәрлик партком ишханиси, айкөл йезисида мәхсус курс ечип 350 нәпәр йеза таянч кадирлирини бир ариға йиғип, дин, милләт нәзәрийиси вә шинҗаң тарихи һәққидә тәрбийә елип барған.

Шәрқий түркистан учур мәркизиниң бүгүн ашкарилишичә, мәзкур курс бир ай муддәт билән 3 қарарға бөлүп ечилған болуп, һәр һәптиниң пәйшәнбә күни кәчкә орунлаштурулған икән.

Мәлум болушичә, курсқа қатнашқан йеза кадирлири өгинишни түгәткәндин кейин, имтиһанға қатнишип, нәтиҗисигә асасән кәлгүсидики вәзиписигә бәлгилинидикән.

Шәрқий түркистан учур мәркизиниң билдүрүшичә, һәҗ паалийити вә қурбан һейт һарписида, хитай һөкүмити йезиларға қаратқан назаритини күчәйтиш билән бирликтә асасий қатлам кадирлирини мәҗбурий сиясий өгинишкә йиғивалған. (Әқидә)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org