Д у қ ниң нөвәттики йиғини голландийидә ечилди


2007.05.07

Дуня уйғур қурултийиниң уйғур рәһбәрлирини тәрбийиләш курси вә дуня уйғур қурултийиниң биринчи қетимлиқ иҗраийә комитети йиғини 5‏-айниң 6‏- күни голландийиниң дән һаг йәни гаага шәһиридә рәсмий ичилди.

Америка дөләтлик демократийини илгири сүрүш фонди җәмийитиниң маддий ярдими билән, дуня уйғур қурултийи вә вакаләтсиз милләтләр тәшкилати бирликтә тәшкиллигән уйғур рәһбәрлирини тәрбийиләш курси вә дуня қурултийи иҗраийә комитетиниң биринчи нөвәтлик йеғиниға дуняниң һәрқайси дөләтлиридин кәлгән уйғур тәшкилат рәһбәрлири, чәтәллик мутәхәсисиләр вә миһманлар болуп 50 дин артуқ киши қатнашқан.

Дуня уйғур қурултийи мәсуллириниң билдүрүшичә, бир һәптә давамлишидиған йеғин җәрянида, тонулған сиясюнлар вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң мутәхәсиссилири уйғур тәшкилат рәһбәрлиригә уйғур кишилик һоқуқ мәсилисини хәлқара җамаәткә қандақ тонуштуруш, уйғур мәсилисини дуняға тонутушта тинч йол билән паалийәт елип бериш мәсилилири буйичә дәрс беридикән һәмдә хәлқара тәшкилатларниң паалийәт усуллирини тонуштуридикән. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.