Хитай һөкүмити уйғур елидә " лейфиңдин өгиниш паалийити" ни елип барди


2005.03.06

"Шинҗаң гезити" ниң хәвиридин ашкарилинишичә, уйғур аптонум районлуқ иттипақ комитетиниң орунлаштуруши бойичә, шинҗаң университети қатарлиқ алий мәктәпләрниң оқуғучилири, идарә органларниң ишчи- хизмәтчилиридин болуп, 12 миңдин артуқ киши үрүмчидики кочиларда қар вә әхләтләрни тазилиған. Аптонум районлуқ һөкүмәткә бивастә қарашлиқ органларниң хизмәтчилири, һәр қайси сода сарайлирида сиясий, сәһийә, қанун қатарлиқ темиларда тәшвиқат елип барған.

Хитай даирилири йәнә " лейфиң" , " лейфиңдин айрилған күнләр" қатарлиқ киноларни үрүмчидики һәр қайси сода сарайлири вә кочилардики чоң икранларда қоюп, кишиләргә " лейфиңдин өгиниш" тәрбийисини елип барған. Хәвәрдин мәлум болушичә, бу паалийәт шәнбә күни уйғур елиниң һәр қайси җайлирида охшаш болмиған шәкилләрдә елип берилған. Җәмий бир милйондин артуқ адәм сәпәрвәр қилинған.

Хитай һөкүмити "лейфиңдин өгиниш" ниң илғарлиқни сақлаш вә инақ җәмийәт қурушта муһим рол ойнайдиғанлиқини билдүрмәктә. Бирақ бир қисим паалийәтчиләр бу һәрикәтни хитай компартийисиниң идеологийә тәшвиқатини күчәйтип, өз һакимийитини мустәһкәмләштики урунушлириниң бири икәнликини оттуриға қоймақта.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди, хитай һөкүмитиниң лейфиң образини өзи ойдуруп чиққанлиқини билдүрүп, униң һазирқи җәмийәткә мас кәлмәйдиған бу образни тәшвиқат қилиш арқилиқ, пуқраларни хитай компартийисигә садиқ қилип тәрбийиләшкә уруниватқанлиқини көрсәтти.(Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.