Ло гән, уйғур аптоном районида "бөлгүнчиләр" гә қарши туруш тоғрисида җар салди
2005.09.26
Уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини мубарәкләш үчүн әвәтилгән хитай мәркизи һөкүмәт вәкилләр өмикиниң башлиқи, хитай компартийиси мәркизи комитет сияси бюросиниң даими әзаси ло гән, уйғур аптоном райониниң 50 йиллиқини тәбрикләш байримида аталмиш бөлгүнчиләргә қарши туруш тоғрисида җар салди.
Лу гән, илидики қораллиқ сақчи қисимлирини зиярәт қилғанда, "пәқәт вәтәнниң бирликини қәтий қоғдап, миллий бөлгүнчиләргә қарши турғандила, иҗтимаий иқтисадниң тез тәрәққияти, җәмийәт муқимлиқи, илиниң узун муддәтлик аман - есәнликини сақлиғили болиду," дәп тәкитлигән.
Лу гән йәрлик даириләрниң терроризмға қарши һушярлиқни өстүрүп, террорчиларға қарши иқтидарни күчәйтишкә чақирди. Шуниң билән бир чағда хитай дөләт кабентиниң муавин баш министири, мубарәкләш өмикиниң муавин башлиқи хуй ляңйүй, хотәнни зиярәт қилди.
Ло гән билән хуй ляңйүйләрниң паалийити шу җайларда туриватқан һәрбийләр, қораллиқ сақчилар, биңтүән, көчмәнләр вә партийә - һөкүмәт органлиридики хитай кадирлар билән учрушуш вә һал сорашни асас қилиш болди.
Ло гән хитай компартийисиниң сияси қанун вә бихәтәрлик ишлириға мәсул әмәлдари. Чәтәл мәтбуатлириниң тәкитлишичә, униң илида қилған сөзи диққәт қилишқа әрзийдикән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Байинғолинда юқири дәриҗилик бир уйғур кадир өзини өлтүрүвалди
- Хитай мәркизи һөкүмитиниң уйғур аптоном райони қурулғанлиқини тәбрикләш өмики үрүмчигә кәлди
- Хитай икки уйғурни партлитиш садир қилмақчи дәп қолға алди
- Хитай һөкүмити уйғур аптонум райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи һарписида бихәтәрликни күчәйтмәктә
- Хитай даирилири уйғур елидә қорал-ярақ башқурушини чиңитти