Ло гән алтайда йәнә "бөлгүнчиләр" гә һуҗум қилди
2005.09.27
Хитай компартийиси мәркизи комитет сияси бюросиниң даимий әзаси, уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини тәбрикләш мәркизи вәкилләр өмикиниң башлиқи ло гән, дүшәнбә күни уйғур аптоном райониниң алтай вилайитини зиярәт қилғанда йәнә аталмиш "миллий бөлгүнчиләр" мәсилисини тилға алди.
Ло гән, зиярәт җәрянида алтайдики һәрбий даириләр, биңтүәнликләр, көчмәнләр вә йәрлик даириләрни аталмиш "миллий бөлгүнчиләр" вә "террорчилар" ға қарши күрәш қилишқа чақирған.
Ло гән, сияси бейрониң қанун вә бихәтәрлик ишлириға мәсул даими әзаси болуп, у, уйғур аптоном райониға қәдәм қойғандин бери аталмиш "миллий бөлгүнчиләр вә террорчилар" мәсилисини күнтәртиптин чүшүрмиди. У, алтайда "биз миллий бөлгүнчиликкә вә терроризмға қәтий қарши турушимиз шундақла иҗтимаий тәртипни сақлаш үчүн тиришчанлиқ көрситишимиз керәк," дәп тәкитлигән.
Хитайниң уйғур аптоном районида қанат яйдуриватқан аталмиш терорчилар вә бөлгүнчиләргә қарши туруш һәрикити хәлқара кишилик һоқуқ органлириниң тәнқидигә учримақта. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бу һәрикәтни терроризмни баһанә қилип, уйғурларниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилиш, дәп әйиблигән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ло гән, уйғур аптоном районида "бөлгүнчиләр" гә қарши туруш тоғрисида җар салди
- Байинғолинда юқири дәриҗилик бир уйғур кадир өзини өлтүрүвалди
- Хитай мәркизи һөкүмитиниң уйғур аптоном райони қурулғанлиқини тәбрикләш өмики үрүмчигә кәлди
- Хитай икки уйғурни партлитиш садир қилмақчи дәп қолға алди
- Хитай һөкүмити уйғур аптонум райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи һарписида бихәтәрликни күчәйтмәктә