Шинҗаң университи қурулғанлиқиниң 80 йиллиқи билән тәбрикләш паалийити өткүзүлмәкчи


2004.09.09

Шинҗаң университи,10 - сентәбир күни мәктәп қурулғанлиқиниң 80 йиллиқ хатирә күни мунасивити билән тәбрикләш паалийити өткүзүшни пилан қилған .

Дуня уйғур қурултийи баянатчисиниң билдүрүшичә, мәзкур паалийәткә аптоном районлуқ һөкүмәтниң асаслиқ рәһбәрлири қатнишип, муһим сөз қилидикән. Һөкүмәт 9 - сентәбир күни бу паалийәттә қалаймиқанчилиқ чиқишниң болупму, уйғур оқуғучилириниң миллий маарипни хитайлаштуруш сияситигә қарши шуарларниң мәйданға чиқишиниң алдини елиш үчүн, аптунум районлуқ бихәтәрлик идариси, үрүмчи шәһәрлик җамаәт хәвпсизлик идариси вә мәктәп аманлиқ сақлаш бөлиминиң орунлаштуруши билән, оқуғучилар топлашқан сорунлар, ятақ вә ашханиларда көзәтчилик һәрикәтлири елип берилмақта икән .(Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.