Үрүмчидә малайсийә - хитай мусулманчә мәһсулатлар муһакимә йиғини ечилди
2007.12.03
26 - Ноябир үрүмчидә малайсийә -хитай мусулманчә мәһсулатлар муһакимә йиғин ечилған болуп, мәзкур йиғинда, уйғур или мусулманчә мәһсулат кәспи вә сода саһәсидики вәкилләр уйғур или мусулманчә мәһсулатларниң малайсияда етирап қилиниш вә сетилиш имканийәтлиригә аит учурларни игилигән.
Шинхуа ахбарат торида берилгән хәвәрдә көрситилишичә, мәзкур муһакимә йиғини малайсияниң хитайда турушлуқ әлчиханиси вә мусулманчә мәһсулатлар йәрмәнкиси тәшкилләш комитетиниң тәшкиллиши вә уйғур аптоном районлуқ сода назаритиниң һәмкарлиқи асасида үрүмчидә ечилған.
Мәлум болушичә, малайсийә башқа ислам дөләтлири билән алақә қилишта көп тәҗрибигә игә дөләт болуп, бу муһакимә йиғини уйғур елиниң малайсияниң иқтисади вә мусулманчә мәһсулатларниң тәрәққият әһвалини чүшиниш вә шуниңға мас һалда уйғур или мусулманчә мәһсулатларни кәң тәрәққий қилдуруш имканийитигә игә қилидикән. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Үрүмчидә һөкүмәт үстидин шикайәт қилған әрздарлар бастурулмақта
- Үрүмчидә мәктәпләрдики " қара күч" гуруһларни тазилаш елип берилмақта
- Түркийә вәкилләр өмики үрүмчини зиярәт қилди
- Үрүмчидә 18 киши дөләт бихәтәрликигә зиян йәткүзүш җинайити билән қолға елинған
- Үрүмчидә оттура асия сода-иқтисади бойичә юқири қатлам муһакимә йиғини өткүзүлди
- Уйғур путболчилар ғалип чиқти
- Үрүмчи хәлқара айродромида виза бериш түзүми йолға қоюлди
- Үрүмчидә хәлқаралиқ компютер учур техникиси бойичә тәрбийиләш курси ечилди
- " Үрүмчи йәрмәнкиси" ниң ахбарат елан қилиш йиғини муддәттин бурун өткүзүлди