Америка уйғур җәмийити шаңхәй гуруһиниң һәрбий маневирини әйиблиди
2007.08.10
Америка уйғур җәмийити вә уйғур кишилик һоқуқи қурулуши пәйшәнбә күни баянат елан қилип, русийә билән хитай башчилиқидики шаңхәй гуруһиниң 9 - авғусттин17 - авғустқичә үрүмчи вә русийиниң чилябинский районлирида елип бармақчи болған һәрбий маневири, "террорчилиқ" қа қарши турушла әмәс, бәлки йәрлик хәлқни тизгинләшкә қаритилғанлиқини билдүрди.
Баянатта, һәрбий маневир хитай һөкүмити мәмликәт ичи вә сиртида уйғурларни қорқутуш һәрикити елип бериватқанлиқиниң шундақла шәрқий түркистанда кишилик һоқуқ вәзийитиниң техиму начарлашқанлиқиниң рошән ипадиси, дәп көрсәтти. Баянатта йәнә мундақ дәйду, " шаңхәй гуруһи хитай хәлқ җумһурийитиниң асасий кишилик һоқуқни вә уйғур хәлқниң демократик тәләплирини бастуруштики йәнә бир қорали болуп қалди".
Уйғур тәшкилати баянатида йәнә, шаңхәй гуруһидики дөләтләр рәһбәрлириниң үрүмчидә маневирни көздин кәчүридиғанлиқини әйибләп, "шаңхәй гуруһидики рәһбәрләрниң үрүмчигә келиши русийә, қазақистан, өзбекистан, таҗикистан вә қирғизистанлар хитай хәлқ җумһурийитиниң шәрқий түркистандики уйғурларға қаратқан сияситини қоллайдиғанлиқини намайән қилиштур " дәп көрсәтти.
Шаңхәй гуруһидики дөләтләрниң баш штаб рәһбәрлири пәйшәнбә күни үрүмчигә йиғилип, маневирниң рәсмий башланғанлиқини җакарлиған. Маневирниң әмәлий һәрбий мәшғулати шәнбә күни русийиниң чилябинский районида башлиниду. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- "Бишкәктә уйғур тиҗарәтчиләр тутқун қилинмақта"
- Қирғизистан ташқи ишлар минстири
- японийә қирғизистанға актип ярдәм бериду
- Хитай шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати билән бирликтә маневир елип бармақчи
- Бишкәк сәнәткарлири шаңхәй һәмкарлиқиниң йиғиниға җиддий тәйярлиқ қилмақта
- Қирғизлар билән өзбекләр оттурисидики мунасивәт барғансери җиддийләшмәктә
- Америка мудапиә министири қирғизистанни зиярәт қилмақчи
- Қулупниң қирғизистанни русийигә қетиш тәклипи мәркизи асиялиқларниң инкасини қозғиди
- Олимпик мурасими йеқинлап кәлмәктә, хитайда намйиш - қозғилаң қистап кәлмәктә
- Оттура асияниң демократик мәркизи - қирғизистан