Уйғур елидә террорчилиққа қарши һәрбий маневир елип берилди


2005.08.31

Хитайниң уйғур елидики қораллиқ сақчи қисим баш әтритиниң алаһидә һәрикәт қисми сәйшәнбә күни террорчилиққа қарши һәрбий мәшқ өткүзгән. "Шинҗаң гезити" ниң хәвиридә көрситилишичә, сақчилар бу қетимлиқ һәрбий мәшиқниң, дөләт ичи вә сиртидики террорчиларни пәрәздики дүшмән қилип, уларниң мәлум бир түрмигә қораллиқ һуҗум қилиши вә бир бинадики хизмәтчиләрни гөрүгә елишқа урунуш әһваллирини тармар қилиш мәшиқлирини елип барған.

Қораллиқ қисим баш әтритиниң башлиқи фән чаңҗйе, уларниң бу һәрбий мәшиқни, уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини тәбрикләш мунасивити елип барғанлиқини билдүрди. У йәнә, "әгәр биз террорчилиққа қарши урушта ғәлибә қилишни ойлайдикәнмиз, у чағда биз чоқум адәттиму җапалиқ чениқип, мушундақ кәң көләмдики һәрбий мәшиқләрни пат-пат елип беришимиз керәк" деди.

Германийидики дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит бу һәқтә инкас қайтуруп, хитай даирилириниң уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи һарписида, уйғурларниң наразилиқ паалийәтлириниң йүз беришидин әндишә қилип, пүтүн уйғур ели бойичә қаттиқ бастуруш һәрикитини елип бериватқанлиқини һәмдә бу мәзгилдин пайдилинип, өзини хәлқара террорчилиқ қурбани дәп көрситишкә тиришиватқанлиқини билдүрди

У йәнә радиомизға, 28 - авғуст күни кәчтә хитай сақчилириниң үрүмчидики ат бәйгиси мәйданида 20 нәпәр уйғур яшни тутуп кәткәнликини хәвәр қилди. Лекин уларниң немә сәвәбтин тутқун қилинғанлиқи вә һазир нәдилики техи ениқ әмәс. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.