Җ х назарити үрүмчидә террорчилиққа қарши һәрбий маневир өткүзди


2005.09.12

Уйғур аптонум районлуқ җамаәт хәвпсизлик назарити өткән шәнбә күни үрүмчидә террорчилиққа қарши һәрбий маневир өткүзди.

Хитай һөкүмитигә қарашлиқ тәңритағ тор бетиниң дүшәнбә күнидики хәвиридин ашкарилинишичә, һәрбий маневир үрүмчиниң казивән юқири сүрәтлик ташйол бөликидә өткүзүлгән. Йерим саәтчә давамлашқан маневирда җамаәт хәвпсизлик назаритиниң ташйол әтрити, юқири сүрәтлик ташйолда террорчиларниң машина билән һуҗум қозғишини тосушни мәшиқ қилған.

Улар "террорчилар" ниң химийилик мадда қачиланған машиниға һуҗум қилиши вә бомба қачиланған машинини һәйдигән " террорчилар" ға зәрбә беришни маневирниң асасий мәзмуни қилған. Сақчилар йәнә йирақтин "террорчилар" ни етиш мәшини елип барған.

Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи террорчилиққа қарши идарисиниң муавин башлиқи җав юңшин буниң алдидила, хитайниң шәрқий түркистан күчлиридин келидиған террорлуқ тәһдидигә дүч келиватқанлиқини билдүргән. Бирақ, хитай һөкүмитиниң бу ейтишлири хәлқара җәмийәтни қайил қилалмайватиду.

Америка башчилиқидики бир қисим ғәрб әллири вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири, хитай һөкүмитиниң хәлқара террорчилиққа қарши күрәшни баһанә қилип, тинчлиқ билән өз пикрини оттуриға қойған уйғурларни бастуриватқанлиқини әйиблимәктә. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.