Қазақистан - җуңго терроризмға қарши туруш бирләшмә маневири башланди
2006.08.24
Қазақистан билән хитай қазақистанниң алма-ата райони вә уйғур аптоном райониниң ғулҗа шәһиридә елип баридиған вә 26 - авғустқичә давамлишидиған терроризмға қарши бирләшмә маневирини пәйшәнбә күни башлиди.
Тәңритағ 1-, дәп нам берилған вә алма-ата районида башланған маневир ғулҗа шәһиригичә давам қилиду. Һәр иккила тәрәп маневирниң тәпсили деталлирини вә маневирға қатнишидиған қисимлар тоғрисида мәлумат беришни рәт қилмақта.
Қазақистан ички ишлар министирлики маневирға қазақистан чегра қоғдаш қисимлириниң қатнишидиғанлиқини билдүргән. Шинхуа ахбарат агентлиқи болса " ениқ болмиған санда" җуңго әдлийә вә бихәтәрлик күчлириниң қатнишидиғанлиқини хәвәр қилди.
Хитай мәтбуатлири маневирниң түп нишани террорчи, бөлгүнчи вә диний әсәбийләргә қарши туруш, дәп әскәртмәктә. Әркин явропа радиоси болса маневирниң 1997 -йили хитайлар билән уйғурлар арисида тоқунуш йүз бәргән ғулҗа районида елип бериливатқанлиқини тилға алди.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң оттура асия тәтқиқатчиси мәйси вечирден," гәрчә җуңго һөкүмити шинҗаңдин қачқан вә оттура асиядики нурғун уйғур мусапирларни террорчи, әсәбий вә бөлгүнчи, дәп әйиблисиму, лекин биз буни испатлайдиған пакитни көрүп бақмидуқ," дәйду. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай пакистан билән болған 3 хил күчләргә ортақ зәрбә бериш һәмкарлиқ келишимини тәстиқлиди
- Хитай вә қазақистан бирләшмә маневир өткүзмәкчи
- Хитай шәрқий түркистан күчлирини хәлқара зәһәрлик чекимлик гуруһи билән тил бириктүрмәктә, дәп әйиплиди
- Д у қ уйғур тәшкилатлири террорчи тәшкилат әмәс дәп йәнә бир қетим тәкитлиди
- Хитай шәрқий түркистан исламий һәриктигә қарши хәлқара җамаәтни ярдәмгә чақирди