Хитай билән таҗикистан бирләшмә һәрбий манивер өткүзмәкчи
-
2006-09-19 -
-
-
Хитай билән таҗикистан 9 - айниң 22 - күнидин 23 - күнигичә таҗикистан территорийисидә " һәмкарлиқ 2006 ," дәп нам берилгән террорға қарши бирләшмә һәрбий манивер өткүзмәкчи.
Шинхуа ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу қетимқи маниверниң нишани хәлқара террорчилиққа қарши туруш мәшқи елип бериш, тәрәпләрниң җиддий кризис шараитида йеңи риқабәт вә йеңи тәһдиткә қарши маслишиш вә уруш қилиш иқтидарини өстүрүшкә қаритилған. Шинхуа ахбарат агентлиқи, маниверниң 3 - бир дөләткә қаритилмиғанлиқини билдүрди. Бу қетимқи манивер таҗикистан вә хитай дөләт мудапиә министирлириниң бу йил 4 - айда имзалиған террорчилиққа қарши бирләшмә манивер елип бериш әсләтмиси буйичә елип берилмақчи.
Хитай йеқинқи бир қанчә йилдин бери, райондики дөләтләр билән арқа - арқидин бир қатар һәрбий маниверлар өткүзмәктә. У техи йеқиндила қазақистан билән алмаата вә ғулҗида аталмиш террорчилиққа қарши һәрбий манивер елип барған.
Гәрчә хитай һөкүмити шәрқий түркистан күчлирини район бихәтәрликигә тәһдит салмақта, дәп әйиблисиму, лекин хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайни аталмиш террорчилиққа қарши туруштин пайдилинип уйғурларниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилмақта, дәп әйиблигән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайниң уйғур аптоном районида турушлуқ қисимлири қара қурум тағлирида манивер өткүзди
- Хитай- қазақистан бирләшмә һәрбий маневири ахирлашти
- Хитай- қазақистан бирләш маневириниң иккинчи басқучи башлиди
- Қазақистан - җуңго терроризмға қарши туруш бирләшмә маневири башланди
- Хитай вә қазақистан бирләшмә маневир өткүзмәкчи