Хитай- таҗикистан бирләшмә һәрбий манивери башлиди


2006.09.21

Хитай вә таҗикистан һәрбий қисимлири пәйшәнбә күни террорлуқ һуҗумлириға тақабил туруш үчүн бирләшмә һәрбий манивер башлиди.

Таҗикистан мудапиә министирлиқиниң баянатчиси җәмшид һөсәйнофниң билдүрүшичә, таҗикистанниң пайтәхти дүшәнбә шәһиригә 200 километир узақлиқтики момирәк һәрбий районида елип берилидиған бу қетимқи һәрбий манивер таҗикистан вә хитай һәрбий қисимлири оттурисидики һәмкарлиқини техиму күчәйтиш һәмдә террорлуқ һуҗумларға тақабил туруш қабилийитини өстүрүшни мәқсәт қилидикән.

Униң ейтишичә, үч күн давамлишдиған вә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рамкиси ичидә елип берилған бу қетимқи маневирға, таҗикистан қуруқлуқ вә һава армийә қисимлири һәмдә таҗик алаһидә қисимлири қатинишидикән.

Мутәхәссисләр, хитай вә русийиниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр оттурисидики һәрбий һәмкарлиқини күчәйтиш арқилиқ, районда өз мәқсәтлирини әмәлгә ашурушқа тиршиватиду, дейишмәктә. Уларниң ейтишичә, хитайниң асаслиқ мәқсити уйғур мустәқилчилириниң оттура асиядики паалийәтлириниң алдини елиш, русийиниң асаслиқ нишани болса районда исламий гуруппиларниң күчийишниң вә уларниң чечән җәңчилиригә ярдәм беришини тосаштин ибарәт икән.

Хитай вә русийиниң йәнә бир нишани болса, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати арқилиқ оттура асиядики һәрбий, сиясий вә иқтисадий нопузини күчәйтип, оттура асияда америкиниң тәсир даирисиниң кеңийишиниң алдини елиш икән. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.