Уйғур елидә ишләпчиқирилған 63 хил мәһсулат хитай бойичә есил маркилиқ мәһсулат қатариға кирди


2006.11.09

" 2006 ‏- Йиллиқ җуңгу маркиси вә сүпәт башқурушта илғар карханиларни баһалаш йиғини" да, уйғур елидики 57 кархана тәрипидин ишләпчиқирилған 63 хил мәһсулат хитай буйичә алий маркилиқ мәһсулатлар қатариға киргән.

Хитай хәвәр агентлиқиниң пәйшәнбә күни бәргән хәвиригә асасланғанда, хитай буйичә изчил түрдә сүпәтлик мәһсулат қатарида баһалинип кәлгән тәңритағ юң тоқулма һәссиидарлиқ ширкити қатарлиқ 7 карханиниң 7 түрлүк мәһсулати хитайниң маркилиқ мәһсулатлири қатарида мусабиқигә қатнаштурулуп, 2006 ‏- йиллиқ җуңгу маркиси дәп баһаланған. Хәвәрләргә қариғанда , нөвәттә уйғур елиниң 13 хил мәһсулати җуңгу маркиси, 100 хил мәһсулат болса уйғур ели маркиси қилип бекитилгән.

Марка яритиш, һазирқи заман базар тәрәққиятиниң еһтияҗи болуп, уйғур елиниң тәбиий шараитиға хас болған, хитайда интайин аз учрайдиған алаһидә мәһсулатлар, ялғуз хитайда әтиварлинипла қалмастин бәлки чәтәлләрдиму интайин қиммәтлик һесаблиниду. Нөвәттә уйғур елидә чиқидиған қаш теши мәһсулатлири дуня буйичә даңлиқ буюмлар қатарида саналмақта. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.