Сәуди әрәбистан қурулуш ширкити уйғур елидики қурулуш содисиға мәбләғ салиду


2004.10.22

Сәуди әрәбистандики әң чоң қурулуш ширкити әл- сувәйқәт, уйғур аптоном районидики шинҗаң қурулуш лайиһиләш ширкити билән мәзкур районда сода характерлик бина селиш қурулушиға мәбләғ селиш келишими имзалиди. Келишим бойичә әл - сувәйқәт ширкити, шинҗаң қурулуш лайиһиләш ширкитиниң бина қурулушиға йәр сетивелиши үчүн 50 миң доллар закаләт бәргән. 50 Миң доллар закаләт сәуди әрәбистан қурулуш ширкитиниң явропа вә америкидики нәччә милярд долларлиқ мәблиғи алдида һичнимигә әрзимисиму амма бу, сәуди әрәбистан мәблиғиниң хитайға йүзлиниватқанлиқидин дерәк бериду. Шундақла бу уйғур аптоном райониға мәбләғ салған тунҗи сәуди ширкити болуп қалиду.

Сәуди даирилириниң билдүрүшичә, әл-сүвәйқәт ширкитиниң чәтәлләр билән болған йиллиқ тиҗарәт һәҗими 4 милиярт 800 милйон доллар болуп, мәзкур ширкәт бу йилниң башлири шинҗаң қурулуш лаһийиләш ширкити билән сәуди әрәбистанда аһалилар олтурақ бинаси селиш һәмкарлиқ келишими имзалиған. Сәуди әрәбистан сода өмики тунҗи қетим 1996 - йили уйғур аптоном районини зиярәт қилған болуп, игиләшләргә қариғанда уйғур аптоном райониниң әйни чағдики рәиси абләт абдирешит, уйғур аптоном райониға мәбләғ селиш нийитигә кәлгән сәудилиқ содигәрләрни гәнсуға мәбләғ селишқа үндигән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.