Хитай миллий тил йезиқтики материялларни тәрҗимә қилишқа мәбләғ аҗратмақчи
2006.01.15
Хитайниң шинхуа ториниң учуридин қариғанда, уйғур аптоном районлуқ сиясий кеңәшниң 9-қетимлиқ йиғидин буян бир қисим сиясий кеңәш әзалири " чарвичилиқ вә деһқанчилиқ районидики пәнни омумлаштуруш вә миллий тилдики гезит-журналларни тәрҗимә қилиш мәбләғлирини һәл қилиш" һәққидә лайиһә сунған болуп, аптоном районлуқ малийә назарарити пәнни омумлаштуруш мәблиғини әслидики икки милйон йүәндин төт милйон йүәнгә көпәйтмәкчи болған.
Хәвәрдә көрситилишичә, бир қанчә нәпәр сиясий кеңәш әзалири миллий тилдики пәнни омумлаштуруш материяллирини көпләп тәрҗимә қилишниң әһмийитини чүшәндүрүшкә тиришқан. Лекин, чәтәлләрдики уйғур көзәткүчилириниң ейтишичә, аптоном районлуқ малийә назаритиниң пәнни омумлаштуруш үчүн әслидин икки милйон йүән аҗритишиниң өзи наһайити аз болуп, буниң аран төт милйон йүәнгә көпәйтилиши иқтисадий тез тәрәққи қиливатқан хитай һөкүмити үчүн һеч нәрсә әмәс.
Хитай һөкүмити әзәлдинла аз санлиқ милләтләргә ярдәм бериш дегәнни дегәнни тәшвиқ қилип кәлгән болсиму, әмма, уйғур қатарлиқ милләтләрниң уйғур елидики нопусниң 60 %ни тәшкил қилишиға қаримай, уларниң тилида чақирилидиған материялларға аҗритилидиған мәбләғ әзәлдин хитай тилидикидин аз болуп кәлгән.
Униң үстигә һазир хитай тилини омумлаштурушқа техиму зор мәбләғ аҗритилған болуп, уйғур тили бара-бара пәқәт аилидә ишлитилидиған тил дәриҗисигә чүшүрүп қоюлушқа қарап йүзләндүрүлгән.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай " тәңритағ әдәбият мукапати" ни тизгинләшни күчәйтти
- Хитай уйғур елидики йеза-базарлиқ парткомларда милләтләр иттипақлиқи вә сиясий муқимлиқни тәкитлимәкчи
- Хитай рәһбәрлири чәтәлләрдики уйғурлар билән һәмкарлишиш йолини издәшни күчәйтмәктә
- Хитай архиплар арқилиқ тәшвиқат қилмақта
- Хитай һөкүмити поскамлиқ язғучи абдулла җамални қолға алди









