Уйғур аптоном райони 150 түр бойичә содигәр чақириш пиланини елан қилди


2006.05.19

Уйғур аптоном райониниң муавин рәиси дәй гуңшиңниң ашкарилишичә, уйғур аптоном райони йеқинда омуми соммиси 52 милярд йүәндин ашидиған 150 иқтисади түрни хитайниң мәмликәт ичи вә сиртидики мәбләғ салғучиларниң дәсмайә селишиға ечиветишни қарар қилған.

Дәй гуңшиңниң әскәртишичә, мәбләғ селиш түри йеза игилик, чарвичилиқ, доригәрлик, қурулуш материяллири, нефит ‏- химийә, енергийә тәрәққияти, менирал записини ечиш, саяһәтчилик, тоқумичилиқ, сода вә машинисазлиқ қатарлиқ саһәләрни асас қилған болуп, буниң ичидә нефит - химийә санаитигә алақидар 22 түрниң мәбләғ соммиси 23 милярд йүәндин ашидикән.

Дәй гуңшиң, хитайниң 11 - 5 йиллиқ пилани дәвридә 2010 -йилғичә уйғур аптоном райони мәмликәт ичи вә сиртидики чоң ширкәтләр вә мәбләғ салғучилар билән нефит, тәбий газ, химийә санаити вә менирал маддилар тәрәққияти қатарлиқ саһәләрдики истратегийилик һәмкарлиқини күчәйтидиғанлиқини билдүргән.

Вәзийәтттин хәвәрдар әрбапларниң әскәртишичә, хитай һөкүмити ичкири өлкиләр, хоңкоң, авмен, тәйвән вә чәтәлдики хитай муһаҗирлирини уйғур аптоном райониға келип мәбләғ селиш вә йәр - земин сетивелишқа илһамландурмақта. Лекин хитайниң бу сиясити районда муһитниң вәйран болушини, йәрликләрдики ишсизлиқни вә йәрлик мәдәнийәтниң вәйран болушини тезләтмәктә, дәп әйиблиниватиду.

Йеқинда җуңго иниститути районда тәкшүрүш елип барғандин кейин елан қилған бир доклатида, уйғур диһқанлириниң намратлишиш сәвәблирини муһитниң вәйран болуши, көчмәнләрниң хизмәт вә сода пуррситини игиливелиши қатарлиқ амилларға бағлиған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.