Уйғур дияри чәтәл вә хитай содигәрлирини бейитидиған пурсәткә айланмақта
2006.07.20
Уйғур дияриниң мәркизи үрүмчи шәһиридә нөвәттә өткүзүливатқан, хәлқара кийим - кечәк, зибу - зиннәт көргәзмиси уйғурларниң наразилииқни қозғиди.
Хәвәрләргә қариғанда, бу қетимқи кейим - кечәк, зибу - зиннәт көргәзмисигә нурғун мәбләғ селинған болуп, көргәзмигә русийә, пакистан, қирғизистан, қатарлиқ дөләтләр билән хитайниң өлкилиридин кәлгән содигәрләр қатнашқандин сирт, уйғур аптоном райониниң рәһбәрлириму қатнашқан, мәзкүр көргәзмидә хәлқара сода өлчимигә йәткән орундин 707 си тәсис қилинған вә 416 кархана көргәзмигә қатнашқан.
Тәңритағ торида, үрүмчи шәһәрлик парткомниң муавин секритари нәйим ясинниң сөзи нәқил кәлтүрүлгән болуп, у сөзидә һәрқайси җайлардин кәлгән меһманларни қизғин қарши алидиғанлиқини, вә хитайниң ичи - сиртидин кәлгән содигәрләргә яхши сәһнә һазирлап беридиғанлиқини һәмдә улар үчүн әла муһит ,әла мулазимәт вә яхши шараит яритип беридиғанлиқини билдүргән.
Бирақ, дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат решит уйғур дияридики бу тәрәққиятларниң, бу земинда яшватқан уйғурлар үчүн пайда көрситәлмәйдиғанлиқини тәкитләп ,шәрқий түркистан чәтәл вә хитай содигәрлирини бейитидиған бир җайға айланди" деди. Чәтәлләрдики уйғурлар, бу хил көргәзмиләргә қатнишидиған уйғур содигәрлириниң интайин аз икәнликини һәтта йоқ дийәрликини билдүрүп, нәйим ясинниң сөзигә қаттиқ наразилиқ билдүрүди.
Дилшат ришитниң ейтишичә, хитайниң гуаңдуң өлкисидин кәлгән җаң фамиллик бир хитай, мәзкүр көргәзмигә уда икки йил қатнашқан болуп, у мухбирларға " шинҗаң мени бай қилидиған яхши макан" дегән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай, чәтәл ширкәтлириниң таримда нефит - тәбий газ қидиришиға йол қоймақчи
- Хитай-қазақистан қорғас хәлқара чегра һәмкарлиқ мәркизи қурулуши башланди
- Нюбриҗ капитал гуруһи гуаңхүйниң 200 милйон доллар пай чекини сетивалмақчи
- Уйғур аптоном райони 150 түр бойичә содигәр чақириш пиланини елан қилди
- Тумшуқ шәһирини тәрәққи қилдуруш сүрити тизлитилмәктә