Уйғурлар америка дөләт мәҗлисидә "уйғур мәдәнийәт күни" паалийити өткүзиду

Мәркизи вашингтондики хәлқара уйғур кишилик һоқуқи вә демократийә фонди җәмийитиниң тәшкиллиши, америка дөләт мәҗлиси авам палатасиниң әзалири там лантос, франк волф қатарлиқ затларниң капалити билән, америка дөләт мәҗлис бинасида сәйшәнбә күни "уйғур мәдәнийәт күнлики" өткүзилиду.

"Уйғур мәдәнийәт күни" уйғурларниң кийим - кечәк, йимәк - ичмәк, өрп - адәт, чалғу әсваблири, усул, музика вә тарихий мираслирини көрситишни асас қилған.

"Уйғур мәдәнийәт күни" сәйшәнбә күни кәч саәт 5:00 дин 9:00 ларғичә давам қилиши мүмкин. Хәлқара уйғур кишилик һоқуқи вә демократийә фонди җәмийити бу һәқтики тәклипнамисида" бу паалийәт уйғур җамаитиниң өзгичә уйғур мәдәнийити вә әнәнисини дөләт мәҗлис әзалири вә дөләт мәҗлиси хадимлириға тонуштуруш җәһәттә муһим пурсәт билән тәминлимәктә" дәп язған.

Бу паалийәткә америка дөләт мәҗлиси әзаси там лантос, франк волф вә кеңәш палата әзаси там харкинлар капаләтлик қилмақта. Улар мәҗлис әзалириға язған бирләшмә мураҗәтнамисида, " хитайниң уйғур аптоном районидики түркий хәлқләр болған уйғурлар тибәтләргә охшашла , узундин бери һөкүмәтниң қоллиши астидики хитай көчмәнлиригә дуч кәлгән мәдәнийитини сақлап қелиш күриши елип бармақта " дәйду.

Авам палата әзаси там лантос, франк волф вә кеңәш палата әзаси там харкинларниң мураҗәтнамисида "хитай һөкүмити уйғурларниң иқтисади вә маарип әркинликини боғмақта. Китаб вә ибадәт йәрлирини вәйранә қилип, уйғур тили маарип сестимисиниң орниға хитай тили сестимисини дәссәтмәктә " дәп көрсәтти. Улар мураҗәтнамисида америка авам вә кеңәш палата әзалирини уйғур кишилик һоқуқи вә демократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир йитәкчилик қилған " уйғур мәдәнийәт кечилики" гә тәклип қилған. (Әркин)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org